send link to app

UYGHUR MAN


4.6 ( 3216 ratings )
Утилиты Музыка
Разработчик Yusufu Aizimaiti
бесплатно

америкадики җәңгивар уйғур яшлири айлардин буян тиришчанлиқ көрситиш арқилиқ нөвәттә сиз көриватқан "уйғурмән" әп деталини роябқа чиқарди.
мәзкур әп детал нөвәттә чәтәлдә яшаватқан уйғурларниң хизмәт вә турмуш бесими сәвәблик уйғур тилидики роман-повстларни оқуш имканийитигә игә болалмайватқан яки шу хилдики китаб-материялларни тапалмайватқан бошлуқини толуқлап, ян телефон арқилиқ һәр қандақ вақтта уйғур тили билән учришип туралайдиған бир сәһнини һазирлиғуси.
бу әпкә төвәндикидәк иқтидарлар муҗәссәмләнгән:
1. авазлиқ әсәрләр: уйғур тилида йезилған һәрхил жанирлардики әсәрләрниң авазлиқ нусхиси.
2. нахша музикилар: уйғур нахшичилар тәрипидин орундалған миллийчә нахша музикилар.
3. елкитап: уйғур тилида йезилған китабларни ян телефонда оқуш нусхиси.
4. қоллинишчан қораллар:
• уйғурчә OCR : бу техника рәсим һалитидики уйғурчә хәтләрни сүзүп елип, нормал йезиқ һалитигә айландуриду. тоғрилиқ дәриҗиси юқири. бу һазирға қәдәр уйғур тилида ишләнгән әп деталларниң түрлүк иқтидарлири ичидики тунҗи болуп оттуриға чиққан йеңи техника һесаблиниду.
• йезиқ айландуруш: уйғурчә кона йезиқ, латин йезиқи вә силавийәнчә йезиқларни ‍өз-ара айландуриду.
• көп тиллиқ луғәт: уйғурчә-уйғурчә, уйғурчә-енгилизчә, уйғурчә-хәнзучә, енгилизчә-уйғурчә луғәтләр.

мәзкур әп деталдики барлиқ еланларни үчинчи тәрәп шеркәтләр тәминлигән болуп, биз билән бивастә алақиси йоқ. әгәр бизгә елан беришни яки әсәрлириңизни елан қилишни халисиңиз биз билән алақилшиң. еландин киргән киримни әпниң кәлгүси раваҗлиниши үчүн ишлитимиз.
елхәт адирсимиз: [email protected]
Terms of Use: https://www.apple.com/legal/internet-services/itunes/dev/stdeula/
Privacy: https://uyghurman.com/privacy